ақар фирансийәни әйиблиди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар  пайтәхт әнқәрәдики дөләт мудапиә университетиниң оқуш пүттүрүш мурасимида сөз қилғанда шәрқий оттура деңизға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида тохталди.

1485169
ақар фирансийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, «фирансийә каллисиға кәлгәнни қилалайдиғанлиқини хийал қиливатиду. шәрқий оттура деңиз йәтмәй, ирақ тоғрисидиму бәзи байанатларни бериватиду, буларниң һечқайсиси иттипақдашлиқ роһиға, тинчлиққа йаки дийалогқа төһпә қошидиған ишлар әмәс» деди.

хулуси ақар  пайтәхт әнқәрәдики дөләт мудапиә университетиниң оқуш пүттүрүш мурасимида сөз қилғанда шәрқий оттура деңизға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида тохтилип, «фирансийәниң бу район билән мунасивити йоқ, чеграси йоқ, келишимләрни тайанч қилидиған вәкиллик мәҗбурийитиму йоқ. униң шималий атлантик әһди тәшкилати йаки йавропа иттипақиға вәкиллик қилиш һоқуқиму йоқ, әмма у нәччә миң километир йирақлиқтин келип, бир қатар мәсилиләрдә пиринсип вә дәваларни оттуриға қойуватиду. булар һәқиқәтән тутамға чиқидиған һечқандақ тәрипи болмиған дәвалар тизмиси болуп, қобул қилиниши мумкин әмәс» деди.

фирансийәниң районға һәрбийлирини елип келип маневирларға қатнашқанлиқини әслитип өткән ақар, «буларни җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн қиливатимиз дейишиватиду. әксичә, улар буниң җиддийликни күчәйтидиғанлиқини вә қилғанлириниң хата икәнликини билиду. елан қилинған байанатлар, қоллинилған тил, позитсийә вә услуб һәргизму тоғра әмәс, бу ишлар дийалогқа хизмәт қилмайду, тинчлиққа төһпә қошмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

у, түркийә бу районда қиливатқан иши (йәр тәврәш тәтқиқати паалийити) ниң хәлқара қанун вә деңиз- окйан қануниға пүтүнләй мас келидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «фирансийә каллисиға кәлгәнни қилалайдиғанлиқини хийал қиливатиду. шәрқий оттура деңиз йәтмәй, ирақ тоғрисидиму бәзи байанатларни бериватиду, буларниң һечқайсиси иттипақдашлиқ роһиға, тинчлиққа йаки дийалогқа төһпә қошидиған ишлар әмәс... йәнә бир тәрәптин, бизниң һәққимизни, һоқуқимизни һечкимгә бәрмәйдиғанлиқимиздин һәммәйләнниң хәвири болуп қалсун. биз ишимизни қилишни давамлаштуримиз, шуниң билән бир вақитта сөһбәт өткүзүш үчүнму бу йәрдимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر