әрдоған барзанини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болуватқан ирақ корд районлуқ һөкүмити башлиқи нәчирван барзанини қобул қилди.

1484978
әрдоған барзанини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисидә йепиқ һаләттә өткүзүлгән учришиш бир саәт 15 минут давамлашти. мәзкур учришиштин илгири мәвлүт чавушоғлуму нәчирван барзани билән көрүшүп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши һәмкарлишип күрәш қилишни өз ичигә алған икки тәрәп мунасивәтлири үстидә пикир алмаштурғаниди.

учришиш тоғрисида тивиттер адресида мәлумат бәргән чавушоғлу, «ирақ корд районлуқ һөкүмити башлиқи нәчирван барзани вә һәмраһлиқидики һәйәтни күтүвалдуқ. п к к ға қарши бирликтә күрәш қилиш қатарлиқ икки тәрәп мунасивәтлиримиз тоғрисида сөзләштуқ» дегәнләрни қәйт қилғаниди.


خەتكۈچ: #ирақ , #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر