т р т мәис арилидики гиретсийә әскәрлирини сүрәткә алди

анталйаниң қаш наһийәсигә 2 километир йирақлиққа җайлашқан мәис арилида чарлаш елип бериватқан гиретсийә әскәрлириниң көрүнүшлири йәнә бир қетим сүрәткә елинди.

1484737
т р т мәис арилидики гиретсийә әскәрлирини сүрәткә алди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә хәвәр агентлиқи – а.ф.п, 28 – авғустта гиретсийә әскәрлириниң бир сайаһәт парахотиға сайаһәтчиләр билән бирликтә олтуруп мәис арилиға кәлгәнликигә даир фото – сүрәтләрни тарқатқаниди.

гиретсийәниң һәрбий йөткигәнлики тоғрисидики хәвәрләр билән күнтәртипкә кәлгән, түркчә нами қизилһисар болған мәис арили, түркийәниң чегра шәһири анталйаниң қаш наһийәсигә пәқәт 2100 метир, гиретсийә чоң қуруқлуқиға болса, 580 километир йираққа җайлашқан.

түркийә радийо – телевизийә идариси мухбирлири бүгүн йәнә бир қетим гиретсийә әскәрлириниң аралдики һәрикәтлиниш әһвалини сүрәткә алди. сүрәтләрдә, арал әтрапида чарлаш елип бериватқан гиретсийә һуҗумчи кемилири билән қуруқлуқтики һәрбий аптомобиллар орун алди.

т р т ниң инглизчә хәвәр қанили т р т ворлд мухбирлири чаршәнбә күни мәис арилида чарлаш елип бериватқан гиретсийә әскәрлирини сүрәткә алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر