ақсунгур 49 саәт бойичә һавада туруш иқтидарини намайан қилди

түркийәниң «ақсунгур» намлиқ учқучисиз һава аппарати 49 саәтлик бойичә мувәппәқийәтлик учти.

1484024
ақсунгур 49 саәт бойичә һавада туруш иқтидарини намайан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә аләм қатниши санаити (TAI) ниң твиттер һесабида елан қилинған учурға қариғанда , 59- қетимлиқ учуш вәзиписини иҗра қилған ақсунгурниң җәмий учуш вақти 230 саәткә йәткән. ақсунгур ахирқи қетимлиқ учушида 49 саәт һавада туруш арқилиқ иқтидарини намайан қилған.

учурда, бу илгириләш «49 саәт һавада туруш арқилиқ 59- қетимлиқ учушни утуқлуқ тамамлиған ақсунгур, 20 миң инглиз чиси егизликкә аййултузлуқ байриқимизни сизди... һәммә нәрсә вәтән үчүн!» дегән ибариләргә орун берилди.

оттура егизликтә көп йүк бесиш иқтидариға игә қош маторлуқ ақсунгурниң  40 миң инглиз чисиғичә болған егизликтә узун муддәтлик вәзипиләрни орундиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر