әнқәрә германийә таратқулириниң түркийә тоғрисидики йалғанлирини рәт қилди

түркийә, германийә мәтбуатлириниң шәрқий оттура деңиз мәсилиси тоғрисидики әнқәрә һөкүмитигә қаратқан хәвәрлириниң асассиз икәнликини уқтурди.

1483854
әнқәрә германийә таратқулириниң түркийә тоғрисидики йалғанлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, германийә «Die Welt» гезитидики хәвәрләр вә гиретсийә һөкүмәт байанатчисиниң буниңға асасән бәргән байанлириға мунасивәтлик соалларға йазма җаваб бәрди.

гезитниң, шәрқий оттура деңиз мәсилиси тоғрисидики түркийәгә мунасивәтлик хәвириниң пүтүнләй хийал мәһсули икәнликини билдүргән ақсой, «гиретсийә һөкүмәт байанатчисиниң бу хийалий хәвәрни асас қилип дөлитимизни әйиблишиму бу дөләтниң шәрқий оттура деңиздики реаллиқтин йирақ, хәлқара өрп - адәт вә қанунларға мас кәлмәйдиған иғвагәрчилик сийаситиниң йеңи ипадисидур» деди.

германийәниң«Die Welt»  гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шәрқий оттура деңиздики гиретсийә парахотлирини бомбардиман қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргәнлики тоғрисида йалған хәвәр тарқатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر