мардинда «чақмақ – 8 савур» һәрбий һәрикити башланди

түркийә ички ишлар ишлар министирлиқи тәрипидин мардинда 1831 хадим вә 122 алаһидә әтрәтниң иштирак қилишида «чақмақ – 8 саувр» һәрбий һәрикити башланди.

1482581
мардинда «чақмақ – 8 савур» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин тамамән чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, мардинда «чақмақ – 8 савур» һәрбий һәрикити башланған.

һәрбий һәрикәткә, алаһидә қисим, алаһидә әтрәт вә аманлиқ сақлиғучилардин 1831 хадим билән 122 алаһидә һәрикәт әтрити қатнашқан.

чақмақ 1 – 2 – 3 – 4 – 5 – 6 – 7 һәрбий һәрикәтлири даирисидә, һазирғичә җәмий 38 террорчи бир тәрәп қилинған, 63 ғар, панаһ җай вә искилат йәр билән йәксан қиливетилгән, көп санда оқ – дора, йемәк - ичмәк вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر