«түркийә шәрқий ақдеңизда иттипақдаш дөләт билән һәмкарлишиду»

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи түркийә вә иттипақдаш дөләтниң деңиз армийәси парахотлириниң шәрқий ақдеңизда қисқа мәзгиллиқ мәшиқ паалийәтлирини елип баридиғанлиқини уқтурди.

1478879
«түркийә шәрқий ақдеңизда иттипақдаш дөләт билән һәмкарлишиду»

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, бүгүн түркийә билән иттипақдаш дөләтниң деңиз армийәлири парахотлири, шәрқий ақдеңизда һәмкарлиқ вә маслиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш мәқситидә қисқа мәзгиллик мәшиқ паалийәтлирини ишқа ашуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر