ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики мәтина районида һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди.

1475975
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «армийәмиз вә дөләт бихәтәрлик оргинимизниң мас қәдәмдә паалийәт елип бериши нәтиҗисидә, ирақниң шималидики мәтина районида, чарлаш вә көзитиш васитилиши арқилиқ қораллиқ һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 8 террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.»

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йәнә бир байанатта мундақ дейилди: «ирақниң шималидики гара вә авашин районлирида, чарлаш вә көзитиш васитилири арқилиқ ениқлап чиқилған, қораллиқ һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 4 террорчи, һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر