чавушоғлу помпейо билән көрүшиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо билән көрүшиду.

1473370
чавушоғлу помпейо билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, икки министир әтә доминика җумһурийитидә бир йәргә җәм болуп, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр һәққидә музакирә елип баридикән.

түнүгүн гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендиас билән көрүшкән помпейо, шәрқий ақдеңизда сүркилишни пәсәйтиш лазимлиқини тәкитлигәниди.

чавушоғлу болса, шиветсарийәдә елан қилған байанатида, түркийәниң райондики барлиқ мәсилиләрни дийалог вә тинч йоллар арқилиқ һәл қилиш чарисини қоллайдиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر