түркийә әрәб бирләшмә хәлипилкигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң исираилийә билән түзгән өзара мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишимигә наразилиқ билдүрди.

1472847
түркийә әрәб бирләшмә хәлипилкигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи әрәб бирләшмә хәлипиликиниң исираилийә билән түзгән келишимигә наразилиқ билдүрүп, йазма байанат елан қилди.

байанатта, америка, исираилийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин җакарланған вә исираилийә-әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлирини толуқ нормаллаштуруш тәклип қилинған ортақ хитабнамә тоғрисида, пәләстин хәлқи вә һөкүмити билдүргән күчлүк ортақ наразилиқниң тоғра икәнлики әскәртилди.

байанатта, 2002-йили сәуди әрәбистан башчилиқида әрәб иттипақи тәрипидин тәрәққий қилдурулған вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң қоллишиға еришкән әрәб тинчлиқ пиланини, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бир тәрәплимилик билән әмәлдин қалдурушқа урунушиниң, кишини чоңқур әндишәгә салидиғанлиқи билдүрүлди.

мәзкур үч тәрәп хитабнамисини пәләстин дәвасини қоллаш үчүн тәқдим қилишниң, һечқандақ ишәнчлик әмәслики қәйт қилинған байанатта:

«демисиму өлүк һалда туғулған вә һечқандақ күчкә игә болмиған америка пилани үстидин мәхпий һесаб-китабларни қилишқа тиришқан әрәб бирләшмә хәлипилики, мушу хил йол билән пәләстинниң ирадисини һечнимигә әрзимәс қилишқа тиришмақта. әрәб бирләшмә хәлипилики рәһбәрлириниң пәләстин хәлқи вә һөкүмитиниң наразилиқиға қаримай, пәләстин намида исираилийә билән музакирә өткүзүш вә пәләстин үчүн ейтқанда, һайатий әһмийәткә игә мәсилиләрдә һечқандақ йол қойуш һоқуқи йоқ. өзиниң тар мәнпәти үчүн пәләстин дәвасиға хийанәт қилип вә буни худдий пәләстин үчүн қилинған йахшилиқтәк көрситишкә урунған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бундақ рийакар муамилисини, тарихму, район хәлқиниң виҗданиму унтумайду вә һәргизму кәчүрмәйду» дейилди.

америка пирезиденти трамп түнүгүн (2020-йили 13-авғуст) исираилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «өзара мунасивәтләрни пүтүнләй нормаллаштуруш» үчүн келишим һасил қилғанлиқини елан қилған иди.

пирезидент трамп твиттерда елан қилған байанатида: «бүгүн чоң илгириләш барлиққа кәлди. икки катта достимиз исираилийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида тарихий тинчлиқ келишими имзаланди» дегән иди.

исираилийә баш министири нетанйаһуму твиттерда, пирезидент трампниң сөзлиридин нәқил алған һалда «бу бир тарихий күн» дегән иди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «в а м» (WAM) агентлиқи исираилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң өзара мунасивәтләрни орнитиш үчүн «ортақ һәл қилиш пилани» түзүш мәсилисидә келишкәнликини, икки дөләт рәһбәрлириниң кейинки һәптиләрдә көрүшүп, охшимиған саһәләрдә келишимләрни имзалайдиғанлиқини елан қилған иди.

әрәб бирләшмә хәлипилики 1979-йили исираилийә билән өзара мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими имзалиған мисирдин, 1994-йили исираилийә билән өзара мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими имзалиған ийорданийәдин кейин, исираилийә билән өзара мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими имзалиған үчинчи дөләт болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر