акар: түркийә гиретсийә билән мәсилиләрни дийалог арқилиқ һәл қилишни халайду

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар түркийәниң шәрқий ақдеңизда гиретсийә билән енергийә мәнбәлири издәш ишлири түпәйлидин башланған җиддийчиликләрни дийалог арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқини ейтти.

1471747
акар: түркийә гиретсийә билән мәсилиләрни дийалог арқилиқ һәл қилишни халайду

түркийә авази радийоси хәвири:дөләт мудапиә минстири һулуси акар мәркизи әнглийә пайтәхти лондонға җайлашқан ройтерс агентлиқиниң зийаритини қобул қилди вә әнқәрәниң райондики һәқ-һоқуқлирини вә мәнпәәтлирини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.

у: «шундақ болсиму, тәмкинликниң ғалип келидиғанлиқиға ишинишни халаймиз. биз һәм мәйданларда һәмдә үстәлдә хәлқара қанунни, йахши қошнидарчилиқ мунасивәтлирини вә дийалогни қоллаймиз.хәлқара қанунға уйғун тинчлиқ йоллири билән сийасий һәл қилиш чарилирини тепишни халаймиз» деди.

у түркийәниң саһилларда һәқ-һоқуқини, мунасивәтлик мәнпәәтлирини давамлиқ қоғдайдиғанлиқини әскәртип: «бу нуқта билиниши керәкки, деңизлиримиз бизниң мави вәтинимиздур. һәр бир тамчиси қиммәтлик. биз қибрислиқ қериндашлиримизниң һәқ-һоқуқини, өзимизниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн һәр түрлүк күрәшни қилишқа тәййармиз. түркийәни саһилларға солап қоймақчи болған әқил вә мәнтиқиғә уйғун болмиған аталмиш севилла хәритисини мәҗбурий теңишни, йахши қошнидарчилиқ, қанун вә иттипақдашлиқ мунасивәтлири билән чүшәндүрүш мумкин әмәс» деди.

у ахирида, мисир билән гиретсийә оттурисидики келишим қануний асастин йирақ болуштин башқа, мисир хәлқиниң һәқ-һоқуқи үчүн йоқитиш болидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر