түркийәдин барған қутқузуш әтрити бейрут портидики хизмәтлирини давамлаштурмақта

ливанниң пайтәхти бейрутта 4 - авғустта йүз бәргән партлаштин кейин, түркийәдин барған қутқузуш әтрәтлириниң бейрут портидики хизмәтлири давамлашмақта.

1469675
түркийәдин барған қутқузуш әтрити бейрут портидики хизмәтлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ливан қуруқлуқ армийәси һәрикәт башқармиси қомандани җан нәһра мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәдин кәлгән қутқузуш әтритиниң бейрут портидики партлаш йүз бәргән җайға әң йеқин йәрдә қутқузуш паалийәтлирини давамлаштуриватқанлиқини билдүрди.

нәһра хәлқ мудапиә әтритиниң қатнишиши билән йоқап кәткәнләрни издәш хизмәтлириниң һазирму давамлишиватқанлиқини уқтурди.

җан нәһра портниң җәнубидики буғдай акуплириниң көп қисминиң партлаш сәвәбидин йиқилғанлиқини тәкитләп, «әгәр бу районда акуплар болмиған болса иди, партлашниң бейрутқа болған тәсири техиму чоң вә қорқунчлуқ болатти» деди.

бейрут портида 4 – авғустта партилатқуч маддә сақлиниватқан 12 - номурлуқ искилатта от апити йүз берип, арқидин интайин күчлүк партилаш йүз бәргән вә пүтүн бейрутни зилзилигә салған иди. партлашта қаза қилғанларниң сани 158 гә йетип, йариланғанларниң сани 6 миңдин ешип кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر