чавушоғлу айрим - айрим һалда ливан вә италийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу айрим – айрим һалда ливан ташқи ишлар министири шәрбәл вәһби вә италийә ташқи ишлар министири луиги дти маио билән телефонлашти.

1467565
чавушоғлу айрим - айрим һалда ливан вә италийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу, ливан ташқи ишлар министири шәрбәл билән түнүгүн ливанниң пайтәхти бейрутта мәйданға кәлгән партлаш тоғрисида сөзләшти.

ливанниң пайтәхти бейрутта түнүгүн кәчтә шиддәтлик партлаш йүз бәргән, ливан қизил кирис җәмийити, партлашта 100 адәмниң өлгәнликини, 4 миң адәмниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.

чавушоғлу йәнә италийә ташқи ишлар министири луиги дти маио биләнму телефонлашти.

дипломатик мәнбәләрдин игилигән учурға асасланғанда, чавушоғлуниң италийәлик мәнсәпдеши билән өткүзгән телефон сөһбитидә ливийә, шәрқий ақдеңиз вә йавропа иттипақи мәсилилири музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر