әрдоған «һосул байрими» ни тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң һәрқайси җайлиридики деһқанларниң «һосул байрими» ни тәбриклиди.

1462220
әрдоған «һосул байрими» ни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармиси, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «дөлитимизниң қудрәт тепишиға, иқтисадий тәрәққийатимизниң йүксилишигә, ишләпчиқириш вә үнүминиң ашурулушиға қан – тәр аққузуп һәссә қошқан вә қошуватқан меһнәткәш деһқанлиримизниң <һосул байрими> мубарәк болсун!» ипадилирини өз ичигә алған бир видейони һәмбәһирләшти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, деһқанчилиқ ишлириға алақидар сүрәтләрни өз ичигә алған видейода мундақ деди: «<һосул байрими> деһқанлиримизниң бир йиллиқ меһнити, қан – тәри вә күтүшиниң мевилири топланған бир байрамдур. силәр бүгүн пәқәт екинзарлиқлириңлардики мәһсулатлириниңларниң һосулини йиғипла қалмастин, йәнә, тәвәккулға тайинип өткүзгән бир йиллиқ меһнәтлириңларниңму мевисини йиғиватисиләр. силәр бүгүн рәббимиз инсаннниң пайдилиниши үчүн беғишлиған тупрақниң, қуйашниң, суниң бәрикитигә йәнә бир қетим шаһит болуватисиләр. мана мушундақ әһмийәтлик бир күндә, түркийәниң һәрқайси җайлиридики меһнәткәш деһқанлиримизниң <һосул байрими> ни чин дилимдин тәбрикләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر