түркийә: фирансийә һәқиқәтләргә уйғун сийасәтләрни йолға қойуши керәк

түркийә фирансийәниң соғуққанлиқ билән һәрикәт қилиши вә һәқиқәтләргә уйғун сийасәтләрни йолға қойуши лазимлиқини билдүрди.

1461090
түркийә: фирансийә һәқиқәтләргә уйғун сийасәтләрни йолға қойуши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң, җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасиадис билән өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, шәрқий ақдеңиз һәққидә елан қилған байанатиға бәргән йазма җавабида мундақ деди: «фирансийә шәрқий ақдеңизда йүз бәргән өзгиришләр даирисидә елан қиливатқан һәр бир байанати вә ташлаватқан һәрбир қәдими арқилиқ тәрәпсизликини һәм муқимлиққа һәссә қошуш пурситини қолдин берип қойуватиду.»

ливийә мәсилиси даирисидә болса, фирансийәдин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлири даирисидә хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинған қанунлуқ һөкүмәт вә уда бир йилдин көпрәк вақиттин буйан пайтәхт тараблусни қолға чүшүрүп, қанунлуқ һөкүмәтни ағдурушқа урунуватқан зораванларни пәрқләндүрүшиниң күтүлүватқанлиқини әскәрткән ақсой, мундақ дәп көрсәтти: «бу нуқтидин елип ейтқанда, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң дөлитимиз һәққидә елан қилған байанатлириниң һечқандақ әһмийити йоқтур. түркийәгә ембарго йүргүзүш билән тәһдит селишқа һәм һечкимниң һәдди әмәстур, һәмдә буниң һечқандақ нәтиҗисиму болмайду. фирансийә әмди өзини чоң көрситиштин ваз кечиши, соғуққанлиқ билән һәрикәт қилиши вә һәқиқәтләргә уйғун сийасәтләрни йолға қойуши керәк. ливийәдә һәрбий исйанчиларни, сүрийәдә террорчиларни, шәрқий ақдеңизда болса <бу йәрниң игиси мән> еңиға асасән һәрикәт қиливатқанларни қоллаш сийаситини тәрк етиши лазим. дәрвәқә, фирансийә, бундақ сийасәтлиридин һазирғичә һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигәнликини, буниңдин кейинму еришәлмәйдиғанлиқини чүшинип йетиши керәк.»

у, түркийәниң шәрқий ақдеңизда ташлаватқан һәрбир қәдиминиң, хәлқара қанунға асасән, түркийәниң вә қибрис түрклириниң қанунлуқ һәқ – һоқуқлири вә мәнпәәтлирини қоғдашни нишан қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә бу  арқилиқ районда  тинчлиқ, параванлиқ вә муқимлиқ орнитиш мәқситидә давамлаштуруватқан дийалог орнитиш вә һәмкарлиқ орнитиш чақириқлирини тәкрарлаш билән бир вақитта, хәлқара қанунға асаслинидиған бу һәқ – һоқуқлирини қоғдаштинму қилчә айанмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر