ирақниң һафтанин районида террористларға зәрбә берилди

шималий ирақниң һафтанин районида байқалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң төт әзаси, һава һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.

1458045
ирақниң һафтанин районида террористларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи твиттерда ирақниң шималида һава һәрикити елип берилғанлиқини елан қилди.

байанатта, «пәнҗә йолвас һәрбий һәрикити» ниң мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи, һафтанин районида байқалған төт террористниң һава һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, әң ахирқи бир террорист йоқитилғичә һәрбий һәрикәтләрниң давамлишидиғанлиқи әскәртилди.

бу җәрйанда, ички ишлар министирлиқи тәрипидин һаккарида елип берилған «2-чақмақ җило һәрбий һәрикити» дә, үч террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر