ванда разведка айропилани чүшүп кетип нурғун сақчи шеһит болди
ванда разведка айропиланиниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә иккиси учқучи 7 җамаәт хәвпсизлики хадими шеһит болди.
1456071
түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири сулайман сойлу, бу һәқтә елан қилған байанатида, разведка айропиланиниң әнқәрә вақти кечә саәт 3 әтрапида «артос теғи» ниң 2200 метирлиқ егизликигә соқулуп, чүшүп кәткәнликини, җамаәт хәвпсизлики баш идариси қаза тәкшүрүш әтритиниң нәқ мәйданға йетип берип, паалийәтлирини башлиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «шеһитлиримиға аллаһ таала рәһмәт тиләймән, хәлқмизгә тәзийә билдүримән.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди.