«пәнҗә – қаплан» һәрбий һәрикити даирисидә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди
түркийә армийәсиниң ирақниң шималида «пәнҗә – қаплан» һәрбий һәрикити даирисидә елип барған һава һуҗумида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.
1456179
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан «пәнҗә – қаплан» һәрбий һәрикити даирисидә, ирақниң шималидики һафтанин районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинған.
байанатта тәкитлинишичә, һәрбий һәрикәтләр таки әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр үзлүксиз давамлишидикән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.