түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә афғанистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1454772
түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, әнқәрәниң афғанистанниң сәмәнган вилайитидә түнүгүн дөләт бихәтәрлик бинаси нишан қилинған террорлуқ һуҗумида көп санда кишиниң қаза қилғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи, һуҗумда һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүридиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «афғанистанда йеқиндин буйан барғансери көпийиватқан зораванлиқ һәрикәтлиригә дәрһал хатимә берилишини үмид қилимиз, болупму тинчлиқ орнитиш йолида муһим пурсәт йаритилған һалқилиқ бир пәйттә, техичә зораванлиқ һәрикәтлирини елип бериш арқилиқ нишанлириға йетидиғанлиқиға ишинидиғанларни, бу һәрикәтләрдин ваз кечишини вә афғанистан хәлқиниң тәләплиригә уйғун рәвиштә тинчлиқ үчүн һәрикәт қилишқа чақиримиз.»

афғанистанниң шималидики сәмәнган вилайитидә түнүгүн дөләт бихәтәрлик бинасиға қилинған аптомобил бомба һуҗумида 13 дөләт бихәтәрлик хадими қаза қилған, көпинчиси пуқра болуп, җәмий 65 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر