чавушоғлу: җан әзәрбәйҗанға җенимиз педа (деди)

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «җан әзәрбәйҗанға җенимиз педа» деди.

1454422
чавушоғлу: җан әзәрбәйҗанға җенимиз педа (деди)

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу иҗтимаий таратқо тори тивиттердики адресида «SeninleyizAzerbaycan»  дегән бәлгә билән һәмбәһрилигән учурида, әзәрбәйҗан миллий марши билән түркийәниң мустәқиллиқ марши ейтилған бир видеони ортақлишип, «җан әзәрбәйҗанға җенимиз пида» дәп йазди.

әрменийә армийәси алдинқи күни чеградики товуз районида әзәрбәйҗан тәрәпкә зәмбирәк қатарлиқларни ишлитип һуҗум қилған, әзәрбәйҗан армийәсиниң қайтурма зәрбигә өтүшидин кейин талапәткә учриған һалда чекингәниди.

тоқунушта, әзәрбәйҗан армийәсиниң бири лейтенант болуп җәмий 4 әскири шеһит болған, 4 әскәр йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر