тутуш буйруқи тизимликидики террорчилардин бири уҗуқтурулди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида елип барған һавадин зәрбә бериш һәрикитидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди.

1453230
тутуш буйруқи тизимликидики террорчилардин бири уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, «йолвас пәнчиси» һәрбий һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди؛ байанатта, «йолвас пәнчиси һәрбий һәрикити даирисидә һафтанин районида орни ениқланған п к к әзаси 8 террорчи һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинди. зәрбә бериш һәрикитимиз әң ахирқи террорчи йоқитип ташлинип болғучә давамлишиду» дегән ибариләргә орун берилди.

ички бихәтәрликни капаләткә игә қилиш һәрикәтлири даирисидә болса, әрзурумниң шәнкайа наһийәси тағлиқ районида қолға чүшүрүлүшигә йардәм қилғучиларға 500 миң түрк лираси мукапат берилидиғанлиқи елан қилинған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидә исми бар бир террорчи бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر