чавушоғлу җонсон билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу , әнглийәдики зийарити җәрйанида ковид – 19 дин давалиниватқан әнглийә баш вәзири борис җонсонни йоқлиди.

1451785
чавушоғлу җонсон билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу учришиштин кейин мухбирларға байанат берип, «униң (җонсонниң) саламәтликиниң наһайити йахши икәнликини көрдуқ вә җумһур рәисимизниң саламини йәткүздуқ. йәнә җумһур рәисимизниң уни түркийәгә тәклип қилидиғанлиқини қайта тилға елип өттуқ, униң бовиқини тәбриклидуқ» деди.

чавушоғлу әнглийәдики зийарити даирисидә, алди билән әнглийә парламентидики түркийә гурупписиниң башлиқи җефрей доналдсон, арқидин әнглийәлик мәнсәпдеши доминик рааб билән көрүшкәнликини ейтти.

министир чавушоғлу  учришишлирида, ковид - 19 ға қарши күрәш, сағламлиқ саһәсидики һәмкарлиқ,  әркин сода келишими сөһбәтлири,  иқтисадий мунасивәтләр, бирикст (әнгилийәниң йавропа иттипақидин айрилиши) дин кейинки мунасивәтләрни қайси саһәләрдә тәрәққий қилдурғили болидиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида музакирә елип барғанлиқини ейтти.

у, сайаһәтчилик,  сағламлиқ сайаһити вә мудапиә санаитидики һәмкарлиқ мәсилилири тоғрисииму пикир алмаштурулғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, «йәнә бир тәрәптин ливийә,  сүрийә,  башқа район мәсилилири вә шималий атлантик әһди тәшкилати қатарлиқлар тоғрисида бирликтә муһакимә йүргүзүш пурситигә ериштуқ » деди.

чавушоғлу, сийасий чарә вә ливийәниң бирлики вә земин пүтүнлүки тоғрисида әнглийә билән түркийә оттурисида пикир охшимаслиқи йоқлуқини алаһидә тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر