ташқи ишлар министирлиқи хитайға тәзийә билдүрди

түркийә, хитайда мәйданға кәлгән су апитидә қаза қилғанлар үчүн тәзийә телеграммиси тарқатти.

1450329
ташқи ишлар министирлиқи хитайға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, хитайниң оттура вә җәнубий районлирида мәйданға кәлгән су апәтлиридә нурғун кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди؛ байанатта, апәтләрдә йариланғанлар вә из – дерәксиз йоқап кәткәнләрниң барлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқи қәйт қилинип, «җенидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, хитай хәлқ җумһурийити хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийәлиримизни билдүримиз, йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз» дейилди.

игилинишичә, хитайда мушу йилниң бешидин буйан йүз бәргән су апәтлиридә кәм дегәндә 121 адәм җенидин айрилған йаки йоқап кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر