мәвлүт чавушоғлу: йуқумға қарши күрәштики әң ғәлибилик дөләтләрниң бирси болдуқ

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң ковид-19 йуқумиға қарши күрәштә әң ғәлибилик дөләтләрниң бирси болғанлиқини ейтти.

1449241
мәвлүт чавушоғлу: йуқумға қарши күрәштики әң ғәлибилик дөләтләрниң бирси болдуқ

түркийә авази радийоси хәвири:  мәвлүт чавушоғлу анталйада өткүзүлгән «сағлам сайаһәт, бихәтәр шәһәр» темилиқ тонуштуруш йиғинида сөзлигән нутиқида, «қолланған тәдбирлиримиз сайисида, биз бу күрәштики әң ғәлибилик дөләткә айландуқ. биз дунйадики әң йахши сәһийә системиси вә ул әслиһәлиригә игә дөләтләрниң бирсимиз»деди.

137 дөләткә тиббий йардәм әвәткәнлики вә давамлиқ әвәтидиғанлиқини тилға алған чавушоғлу, «биз (өлүм вә йуқумлиниш) сани көпийиватқан дөләтләргә қошумчә йардәм әвәтиватимиз. түркийә җумһурийити тарихидики әң чоң тарқақлаштуруш һәрикитини интайин утуқлуқ һалда елип бардуқ, 130дөләттин 90 миңдин көпрәк пуқрайимизни елип кәлдуқ. 90 дөләт түркийәдики пуқралирини йөткәп беришни тәләп қилди. биз бу дөләтләрниң 230 миң пуқрасини йөткишигә төһпә қоштуқ, бирликтә машлишип хизмәт қилдуқ» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر