венгирийә түркийәни бихәтәр сайаһәт қилишқа болидиған дөләтләр тизимликигә киргүзди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, венгирийәниң түркийәни бихәтәр дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликини, түркийәдин қайтқанларниң карантин қилинмайдиғанлиқини ейтти.

1448826
венгирийә түркийәни бихәтәр сайаһәт қилишқа болидиған дөләтләр тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу анталйада байанат берип, вухән вируси (ковид – 19) дин қоғдиниш җәһәттә түркийәниң бихәтәр дөләт икәнликини елан қилған дөләтләрниң барлиқини билдүргән һалда «венгирийә ташқи ишлар министириму маңа телефон қилип, йавропа иттипақиниң қарариға қаримай, түркийәни бихәтәр дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликлирини, түркийәдин қайтқан венгирийәлик сайаһәтчиләрни 14 күн карантин қилмайдиғанлиқлирини ейтти» деди.

мәвлүт чавушоғлу, түркийәниң, әнглийә сайаһәт агаһландурушини әмәлдин қалдурған 59 дөләтниң арисида барлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر