икки министир башчилиқидики түркийә һәйити германийәдә зийарәттә болиду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой германийәдә хизмәт зийаритидә болиду.

1447334
икки министир башчилиқидики түркийә һәйити германийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, мәвлүт чавушоғлу билән мәһмәт нури әрсойниң, сәһийә министирлиқиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлирини өз ичигә алған бир һәйәт билән бирликтә бүгүн германийәдә хизмәт зийаритидә болидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, зийарәт җәрйанидики учришишларда вухән вируси (ковид – 19) киризисиға тақабил туруш күришидә һәмкарлиқ орнитиш билән бирликтә сайаһәтчиликни өз ичигә алған икки дөләт мунасивәтлири, германийәниң йавропа иттипақиниң нөвәтчи башлиқлиқи мәзгилидә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлириниң гүлләндүрүлүши шундақла район вә хәлқараға мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләрниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر