алтун исраилийәгә қаттиқ наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң башлиқи фаһрәттин алтун исраилийә сақчилириниң қуддуста мусулманларға аит йусуфийә қәбристанлиқиниң темидики вивискини елип ташлишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1443010
алтун исраилийәгә қаттиқ наразилиқ билдүрди
kudus tika tabela.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «исраилийә сақчилириниң қуддуста түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин бәрпа қилинған йусуфийә мазарлиқидики түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниң вивискисини елип ташлиши, дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларниң баш панаһи болған ай йултузлуқ байриқимизға қарита дүшмәнликниң аламитидур. буниң сәвәби һәммигә айан, әлвәттә.»

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «бу, районда тинчлиқ вә параванлиқ үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан түркийәниң мәвҗудийитидин биарам  болуватқанларниң қанунсиз қилмишидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر