һаккарида бир әскәр иран тәрипидин еитлған оқ тегип шеһит болди
һаккариниң йүксәкова чегра районида елип берилған чарлаш вә көзитиш хизмәтлири җәрйанида, бир әскәр иран тәрипидин етилған оқ тегип шеһит болди.
![һаккарида бир әскәр иран тәрипидин еитлған оқ тегип шеһит болди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/c011/823d/35f3/5ef2f8318ab15.jpg?time=1718823335)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, һаккариниң йүксәкова чегра районида елип берилған чарлаш вә көзитиш хизмәтлири җәрйанида иран тәрипидин оқ чиқирилғанлиқини, вәқәдә 2 әскәрниң йариланғанлиқи, бир әскәрниң дохторханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болуп кәткәнликини уқтурди.
байанатта, «бизни чоңқур азаб вә қайғуға салған бу вәқәдә җенидин айрилған әзиз шеһитимизға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, мусибәтлик аилиси, түркийә армийәси вә алийҗанаб хәлқимизгә тәзийә билдүримиз вә сәвр тиләймиз, йаридар әскиримизгә тез шипалиқлар тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![әрдоған пашинйан билән телефонлашти](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/17dc/85c7/62ef/667274aa8f555.jpg?time=1718823335)
әрдоған пашинйан билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонлашти.
![түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/6e67/9b77/98a9/66716af7bff4b.jpg?time=1718823335)
түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта
түркийә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниңму келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта.