түркийә пуқраси бир бала бимар түркмәнистандин җиддий қутқузуш айропилани билән елип келинди

диабит вә гидросифал кесилигә дучар болған түркийә пуқраси 9 йашлиқ бир бала түркмәнистанниң пайтәхти ашхабаттин җиддий қутқузуш айропилани билән түркийәгә елип келинди.

1440710
түркийә пуқраси бир бала бимар түркмәнистандин җиддий қутқузуш айропилани билән елип келинди

түркийә авази радийоси хәвири: бимарни елип ашхабаттин йолға чиққан җиддий қутқузуш айропилани бүгүн әтигән әнқәрә әсәнбоға айродурумиға қонди.

диабит билән меңә умуртқа нәйчиси суйуқлуқиниң көпийип қелиши нәтиҗисидә һасил болған гидросифал кесәлликигә дучар болған вә 80 күндин буйан ашхабатта җиддий қутқузуш бөлүмидә давалиниватқан 9 йашлиқ ниһал наз айдин, әсәнбоға айдорумидики тәкшүрүшләрдин кейин җиддий қутқузуш машиниси билән әнқәрә шәһәр дохтурханисида йөткәлди.

кичик йашлиқ бимарниң саламәтликигә тәсир йетип қелишиниң алдини елиш мәқситидә айропиланниң әнқәрәгичә пәс һаләттә учуп кәлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر