түркийә армийәсиниң шималида ирақтики «пәнчә - қаплан» һәрбий һәрикити ғәлибилик давам қилмақта

түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һафтанин районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға қарши елип бериватқан «пәнчә – қаплан (йолвас)» һәрбий һәрикити ғәлибилик давам қилмақта.

1438413
түркийә армийәсиниң шималида ирақтики «пәнчә - қаплан» һәрбий һәрикити ғәлибилик давам қилмақта
akar komutanlar-pence kaplan1.jpg
akar komutanlar-pence kaplan.jpg
pence-kaplan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һафтанин районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға қарши елип бериватқан «пәнчә – қаплан (йолвас)» һәрбий һәрикитиниң дәсләпки 36 саитидә тәшкилатниң 500 тин артуқ нишани битчит қилип ташланди.

террорлуқ тәшкилати нишанлири зәмбирәк, көп истиволлуқ ракетамийут , қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири вә ф-16 уруш айропиланлири арқилиқ оққа тутулуп йоқитилди.

мәзкур зәрбиләрдин кейин командир җәңчиләр террорчиларниң қурулмиси наһайити мурәккәп тағлиқ райондики увилириға киришни башлиди؛ қораллиқ вә қоралсиз учқучисиз һава аппаратлири районни давамлиқ чарлап учур топлимақта.

әскәрләр, террорлуқ тәшкилатиниң районға орунлаштуруп қойған мина вә йәрлик усулда йасалған партлатқучларни чувушни, қорал, оқ – дора вә турмуш лазимәтликлирини йоқитип ташлашни давамлаштурмақта.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлириниң қуруқлуқ армийә қоманданлиқи һәрикәт мәркизидики алдираш хизмәтлири давам қилмақта.

син көрүнүшлүк һаләттә һәрикәткә иштирак қилған қоманданлар билән көрүшкән ақар вә һәмраһлиқидики қоманданлар, әмәлий мәйдандики әһвалларни кечә бойичә йеқиндин көзитип, йолйоруқларни бәрди.

ақар һәрикәт мәйданидики қисимларниң қоманданлириға сөз қилип, «пәнчә  - қаплан һәрикити наһайити йахши кетиватиду. охшаш әстайидиллиқ вә қәтийлик билән давамлаштуруп, иншааллаһ, бу һәрикәтни ғәлибилик ахирлаштуримиз» деди.

һәрқайси қисимларниң қоманданлириму «әң ахирқи террорчи йоқитип ташлинип болғучә күрәшниң давамлишидиғанлиқини, бу даиридә тапшурулидиған һәрқандақ вәзипини орундашқа тәййар икәнликлири»ни билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر