түркийә чад вә нигергә йәнә бир қетим йардәм қолини сунди

түкийә билән нигер оттурисида 21 – майда, пайтәхт әнқәрәдә имзаланған йардәм келишимигә асасән, сәһийә саһәсидә 50 миң оператсийә маскиси, 50 миң халат, 30 миң N95 маска вә  2 миң бихәтәрлик көзәйники ианә қилинидиған болди.

1437771
түркийә чад вә нигергә йәнә бир қетим йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: чад билән түркийә оттурисида 6- май вә   21- майда әнқәрәдә имзаланған сәһийә саһәси бойичә йардәм бериш келишими даирисидә чадқа 1000 данә ковид -19 тәкшүрүш әсваби, 5000 оксиген наркоз маскиси, 50 миң халат, 30 миң N95 маска, 100 миң оператсийә маскиси, 5 миң бихәтәрлик көзәйники, 50 миң айағ қапқиқи, 50 миң пәләй, 2  җиддий қутқузуш аптомубили, 10 йәллик җиддий қутқузуш бөлүми берилидиған болди.

нигер вә чадта, достлуқ вә йахши нийәтниң ипадиси сүпитидә түркийәдин йардәм қилинған давалаш әслиһәлири, бу дөләтләрниң сәһийә хизмәтлиридә ишлитилиду.

чад сәһийә министири мәһмуд йүсүп хайал ковид -19 ға қарши күрәштә давалаш үскүнилири қейинчилиқиға дуч кәлгәнликини билдүрүп,  «қолимизда пәқәт түркийәдин әвәтилгән 25 нәпәсләндүрүш үскүниси бар» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر