ширнақта террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ширнақ вилайитиниң бәйтүшшәбап наһийәсиниң йеза – қишлақлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.

1435238
ширнақта террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ички бихәтәрликни қоғдаш һәрбий һәрикәтлири даирисидә, вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин елип берилған, учқучисиз һава аппаратлири қатнаштурулған вә һавадин йардәм берилгән һәрбий һәрикәт давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинған болуп, терроризмға қарши күрәш даирисидә ишқа ашурулуватқан бу һәрбий һәрикәтләр изчил давамишидикән.

йәнә бир тәрәптин, дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилириниң һузур вәаманлиқ муһитини бузушқа урунуш һәрикәтлириниң алдини елиш мәқситидә ишқа ашурулған һәрбий һәрикәтләрдә, фират қалқини районида бир, зәйтун шехи районида 6 террорчи қолға чүшүрүлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر