түркийә америкаға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә америка қошма иштатлириниң айасофйа җамәсигә алақидар позитсийәсигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1433944
түркийә америкаға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин 10 – ийун күни елан қилинған «2019 – йиллиқ хәлқара диний әркинликләр доклати» дин орун алған түркийә бөлүмлиригә алақидар соалға җаваб берип мундақ деди: «бу доклаттики дөлитимизгә мунасивәтлик бөлүмләр йәнә мәнбәси ениқсиз дәваларға, илмийликтин узақ бир хил услубта йезилған. һалбуки, түркийә барлиқ пуқралиримизмизниң диний вә ибадәт әркинликини баравәрлик асасида қоғдаш вә даирисини кеңәйтиш нишаниға йетиш йолида иҗабий қәдәмләрни қоллашни давамлаштурмақта. җүмлидин, дөлитимиздә, охшимиған дин вә мәзһәпләргә етиқад қилиш әркинликигә чәклимә қойулғини йоқ. мәқсәткә кәлсәк, айасофйа җамәси билән қарийә җамәси, түркийә җумһурийитиниң мал – мүлүклири болуп, бу мал – мүлүкләрни һәр хил шәкилдә башқуруш һоқуқи түркийәниң ички ишлириға мунасивәтлик бир мәсилидур. шуңа, бу һәқтә чиқирилған вә чиқирилғуси қарарлар башқа дөләтләрниң иши болалмайду. түркийә терротерийәсидики барлиқ мәдәнийәт вә диний байлиқлириниң қиммитини һәм наһайити йахши билмәктә, һәм бу байлиқларни өз лайиқида қоғдимақта.  түркийәниң диний әркинликләрни қоғдаш вә техиму тәрәққий қилдуруш мәсилисидә ирадисиниң қәтийлики вә ташлаватқан қәдәмлири һәммигә айан болушиға қаримай, ислам дүшмәнлики, анти семитизм, ирқчилиқ вә чәт әл дүшмәнлики америка қошма иштатлирида барғансери әвҗ елип кетиватқан бир мәзгилдә, американиң бундақ доклатлар арқилиқ дунйа җамаәтчиликиниң диққитини, дөлитидики мәсилиләрдин башқа йаққа буруветишкә урунуши һәқиқәтәнму күлкилик бир комедийәдин башқа нәрсә әмәс. доклаттики бимәниликләрни вә һечқандақ асаси болмиған ғәрәзлик байанларни қәтий рәт қилимиз, америка қошма иштатлирини диний әркинликләр вә кишилик һоқуқ мәсилилиридә диққитини өзиниң ички ишлириға мәркәзләштүрүшкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر