түркийә 102 дөләткә тиббий йардәм әвәтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш җәрйанида, 102 дөләткә тиббий йардәм әвәтилгәнликини ейтти.

1431969
түркийә 102 дөләткә тиббий йардәм әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә радийо-телевизийәси (т р т) дә күнтәртип тоғрисида муһим байанатларни елан қилди.

у түркийәниң дунйаниң диққитини тартқан вухән вирусиға қарши туруш күриши тоғрисида тохтилип: «ваба һәқиқәтән түркийәгила әмәс, бәлки пүткүл дунйаға тәсир көрсәтти. дунйадики дөләтләргә чоң зийан салди. америка, хитай, русийә қатарлиқ дөләтләр еғир зийанға учриди. америкада 45 милйон кишиниң ишсиз қалғанлиқи дейиливатиду. шүкриләр болсунки, түркийә биринчи чарәктә %4.5 лик иқтисадий ешишни қолға кәлтүрди. террорлуққа қарши турушниму тохтитип қоймидуқ. сәһийәдә болса, 102 дөләткә тиббий йардәм әвәттуқ» деди.

у йәрлик вә миллий нәпәслиниш үскүнисини ишләпчиқиришниң башлиниши билән, интайин көп миқдарда мал закас тәлипиниң келишкә башлиғанлиқини әскәртип, вабаға қарши ваксена вә дора йасаш тәтқиқатлириниң қилиниватқанлиқини қәйт қилди.

у сәһийә сайаһәтчиликидики йеңи бөсүшләр билән, пәсиллик сайаһәтчиликтә ваба сәвәбидин көрүлгән зийанниң орниниң толдурулидиғанлиқи тоғрисида хуш хәвәр бәрди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر