түркийә һава йоллири ширкити лос анҗелестики түркийә пуқралирини қайтуруп келиду

түркийә һава йоллири ширкити «вухән вируси» сәвәбидин америка қошма иштатлирида қалған түркийә пуқралирини қайтуруп келиш үчүн лос анҗелестин мәхсус һава қатнишини ишқа ашуриду.

1430644
түркийә һава йоллири ширкити лос анҗелестики түркийә пуқралирини қайтуруп келиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң вашингтон әлчиханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, 10 – ийун күни түркийә һава йоллири ширкити, лос анҗелес хәлқара айродурумидин шу җай вақти саәт 16 дә, америка қошма иштатлирида туруватқан түркийә пуқралирини қайтуруп келиш үчүн мәхсус һава қатнишини ишқа кириштүридикән.  пәқәт америкадики түркийә пуқралири билән түркийәдә туруш иҗазәтнамиси барларла шу қетимқи сәпәр үчүн керәклик болған беләтләрни сетивалалайдикән. учуш күни йаки илгири «вухән вируси» билән йуқумланғанлар айропиланға елинмайдикән.

америка қошма иштатлири билән түркийә оттурисидики айропилан сәпәрлири 27 – 28 – март күнлири тохтитилғанлиқи үчүн, түркийәгә қайталмиған түркийә пуқралири үчүн, 23 – 24 – апрел күнлири вашингтон, нийу йорк вә лос анҗелестин, 15 – май нийу йорк вә чикагодин, 16 – май хийустиндин, 17 – май миамидин вә 3 – ийун күни чикагодин мәхсус айропилан сәпәрлири ишқа кириштүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر