әрдоған: ливийәликләрни исйанчиларға ташлап қоймаймиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған ливийәликләрни исйанчи һәрбийләргә вә леҗонларниң инсабиға ташлап қоймайдиғанлиқлирини ейтти.

1429691
әрдоған: ливийәликләрни исйанчиларға ташлап қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәгә рәсмий зийарәт ү

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәгә рәсмий зийарәт үчүн кәлгән ливийә баш министири файиз әссараҗ билән көрүшкәндин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

у сөзидә, ливийә һөкүмитиниң исйанчи һәфтәрниң хийанәтчи һуҗумиға қаримай, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши зөрүр тәдбирләрни қолланғанлиқини ейтти.

у: «исйанчи һәфтәрни қоллап, ливийәни қан вә көз йашлириға ғәрқ қилғанларни, тарих сораққа тартиду. ливийәниң кәлгүсигә тохтимай тәһдит салған адәмниң мәзкур мәсилидә үстәлдә олтуруп вәкиллик қилидиған иқтидари йоқ. ливийәлик қериндашлиримизни һәргизму исйанчи һәрбийләргә вә леҗонларниң инсабиға ташлап қоймаймиз» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз ливийә баш министири сәраҗ билән ливийә земинидики һәмкарлиқ саһәйимизни кеңәйтиш тоғрисида келишим һасил қилдуқ.биз шәрқий ақдеңизниң тәбиий байлиқлиридин пайдилиниш үчүн чарлаш вә бурғилашни өз ичигә алған һәмкарлиқлиримизни йәниму илгири сүрүшни мәқсәт қилимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң һимайиси вә ливийәдики сийасий мусапә ичидики һәл қилиш чариси һәққидә мундақ деди: «сәраҗ вә униң һөкүмити исйанчи һәфтәр вә униң шайкилири садир қилған инсаний җинайәтләр вә уруш җинайәтлиригә қаримай, бу җәһәттә изчил актип позитсийәдә болди. ливийәдики мәсилиләрниң қануний вә һәққанийәт асасида һәл қилиниши үчүн барлиқ хәлқаралиқ мунбәрләрдә сәраҗ билән бирликтә һәрикәт қилимиз. исйанчи һәфтәрниң ливийә хәлқиниң һәқ-һоқуқи болған нефитни қанунсиз йоллар билән сетишиниң алдини елиш үчүн, чақириқимизни тәкрарлаймиз.»

ливийә баш министири сәраҗ мундақ деди:

«биз түркийәниң җәсур позитсийәсигә тәшәккүр ейтимиз. мән сийасий өзгириш қозғиғучиларға дәймәнки, силәр һазир ахирлишишниң башлинишида туруватисләр. ливийәдин қолуңларни, йақимизға есилған қолуңларни тартиңлар. бу йәрдин қайтиш йоқ, дүшмәнни йоқатмиғичә тохтимаймиз. уларниң бешидики шәхскә музакирә имкани берилмәйду.»

чүн кәлгән ливийә баш министири файиз әссараҗ билән көрүшкәндин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

у сөзидә, ливийә һөкүмитиниң исйанчи һәфтәрниң хийанәтчи һуҗумиға қаримай, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши зөрүр тәдбирләрни қолланғанлиқини ейтти.

у: «исйанчи һәфтәрни қоллап, ливийәни қан вә көз йашлириға ғәрқ қилғанларни, тарих сораққа тартиду. ливийәниң кәлгүсигә тохтимай тәһдит салған адәмниң мәзкур мәсилидә үстәлдә олтуруп вәкиллик қилидиған иқтидари йоқ. ливийәлик қериндашлиримизни һәргизму исйанчи һәрбийләргә вә леонларниң инсабиға ташлап қоймаймиз» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз ливийә баш министири сәраҗ билән ливийә земинидики һәмкарлиқ саһәйимизни кеңәйтиш тоғрисида келишим һасил қилдуқ.биз шәрқий ақдеңизниң тәбиий байлиқлиридин пайдилиниш үчүн чарлаш вә бурғилашни өз ичигә алған һәмкарлиқлиримизни йәниму илгири сүрүшни мәқсәт қилимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң һимайиси вә ливийәдики сийасий мусапә ичидики һәл қилиш чариси һәққидә мундақ деди: «сәраҗ вә униң һөкүмити исйанчи һәфтәр вә униң шайкилири садир қилған инсаний җинайәтләр вә уруш җинайәтлиригә қаримай, бу җәһәттә изчил актип позитсийәдә болди. ливийәдики мәсилиләрниң қануний вә һәққанийәт асасида һәл қилиниши үчүн барлиқ хәлқаралиқ мунбәрләрдә сәраҗ билән бирликтә һәрикәт қилимиз. исйанчи һәфтәрниң ливийә хәлқиниң һәқ-һоқуқи болған нефитни қанунсиз йоллар билән сетишиниң алдини елиш үчүн, чақириқимизни тәкрарлаймиз.»

ливийә баш министири сәраҗ мундақ деди:

«биз түркийәниң җәсур позитсийәсигә тәшәккүр ейтимиз. мән сийасий өзгириш қозғиғучиларға дәймәнки, силәр һазир ахирлишишниң башлинишида туруватисләр. ливийәдин қолуңларни, йақимизға есилған қолуңларни тартиңлар. бу йәрдин қайтиш йоқ, дүшмәнни йоқатмиғичә тохтимаймиз. уларниң бешидики шәхскә музакирә имкани берилмәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر