измирда чәт әллик мусапирлар қутқузувелинди

измирниң фоча наһийәсидә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 72 мусапир қутқузувелинди.

1423704
измирда чәт әллик мусапирлар қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқ мәркизи хадимлири, асланбурну деңиз тәвәликидә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 4 камир кемидә қанунсиз көчмәнләрниң барлиқи тоғрисида учур тапшуруп елип дәрһал һәрикәткә өтти.

қутқузуш әтрити, айаллар вә балиларни өз ичигә алған 34 нәпири афғанистан, 18 нәпири конго, 12 нәпири африқа, 6 нәпири гинә вә 2 нәпири пакистан пуқраси мусапирни қутқузувалди.

мусапирлар мунасивәтлик рәсмийәтләрдин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға йоллап берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر