түркийә чадқа теббий йардәм буйумлири йоллиди

түркийә, вухән вируси (ковид – 19)ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә африқа дөлити – чадқа теббий йардәм буйумлири йоллиди.

1423707
түркийә чадқа теббий йардәм буйумлири йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән сәһийә министирлиқи тәрипидин тәййарланған теббий йардәм буйумлири, пайтәхт әнқәрәдики әтимәсгут һәрбий айродурумидин дөләт мудапиә министирлиқиниң а400м типлиқ йүк айропиланға бесилди, теббий йардм буйумлириниң арисида бир җиддий қутқузуш аптомобилиниңму барлиқи билдүрүлди.

айропиланға қачиланған йардәм буйумлириниң үстигә мәвлана җалалидин руминиң «үмидсизликниң арқисида нурғун үмидләр бар. қараңғулуқниң арқисида нурғун қуйашлар бар» дегән сөзлири йезилди.

чад сәһийә министирлиқи, тәвәликидә вухән вируси йүзисидин тунҗи қетим 29 – апрелда адәм өлүш әһвалиниң көрүлгәнликини елан қилғаниди.

түркийә буниңдин бурун америка қошма иштатлири, әнглийә, испанийә, италийә вә балқан дөләтлирини өз ичигә алған нурғун дөләткә теббий йардәм буйуми йардәм қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر