түркийә чехийәниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә чехийә парламентиниң 1915 – йилқи вәқәләр тоғрулуқ чиқарған қарариға наразилиқ билдүрди.

1421789
түркийә чехийәниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, чехийә парламентиниң палата қанитида алдинқи күни мақулланған қарарниң, икки дөләт мунасивәтлиригә 2017 – йили зийан йәткүзгән вә бир тәрәплимилик дәлил – испатсиз иғваларға асасән тоқуп чиқирилған бимәнә қарашниң чехийәдә һазирму күчкә игә икәнликини көрситидиғанлиқи, бу қарарниң,  пүткүл дунйа «вухән вируси» ға қарши күрәш қиливатқан бир пәйттә, палатада наһайити аз санда палата әзаси бар бир вәзийәттә мақуллинишиниң, буниң пәрдә арқисдики йаман нийәтниң намайәндиси икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң 2015 – йилқи 173 – вә 231 – маддилириға асасән, 2017 – йили иккинчи қетим йеңиланған 1915 – йилқи вәқәләргә алақидар қарарниң тарихий талаш – тартишлардин башқа қилчә әһмийити йоқтур. дәрвәқә, тарихий бир вәқәни сийасәт вә мәлум күчләрниң мәнпәәтлири үчүн козерға айландурувелиш урунушлирини қобул қилиш әсла мумкин әмәс. тарихқа бир тәрәплимилик һалда қаримақчи болғанларниң, җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң 24 – апрел мунасивити билән түркийә әрмәнлири черкавиға йоллиған мәктубида оттуриға қойған ортақ дәрд – әләмләрни ортақлишиш еңини нәзәргә елишиға тиләкдашмиз. чехийә парламентини <лозан келишими> ниң һөкүмлиригә, хәлқаралиқ сот мәһкилириниң қарарлириға вә хәлқара қанунниң тарихий вә һазирқи қарар мәнбәлиригә һөрмәт қилишқа чақиримиз. бизгә нисбәтән қилчә әһмийити болмиған бу қарар, вақитлиқ әрзимәс мәнпәәтләрни дәп, тарихни үстәл үстидә йазмақчи болуватқанларниң биһудә урунушлиридин башқа нәрсә әмәс.  дәрвәқә, чехийә ташқи ишлар министири томас петрикекму, бу қарарниң һөкүмәтниң позитсийәсини әкс әттүрмәйдиғанлиқини билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر