әрдоған: бемарлиримиз барғансери азийиватиду

рәҗәп таййип әрдоған вабаға қарши туруш тәдбирлириниң мувәппәқийәтлик болуватқанлиқини билдүрүп: «йеңи йуқумланғанлар сани, өлүм сани, җиддий қутқузушта давалиниватқан вә нәпәсләндүрүш үскүнисигә тайниватқан бемарларниң сани азийиватиду» деди.

1415296
әрдоған: бемарлиримиз барғансери азийиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик кабентиниң телевизийә йиғини ахирлашқандин кейин муһим байанатларни елан қилди.

у түркийәниң ваба киризисини башқуруштики мувәппәқийитиниң, алимларни өз ичигә алған барлиқ кишиләрниң диққитини қозғиғанлиқини қәйт қилди. у мундақ деди:

«йашанғанларға игә болуватимиз. дөләт санаторийәлиридә йашаватқан 27 миңдин артуқ йашанған кишиләргә һәр түрлүк шәпқитимизни көрситиватимиз. вабаға қарши кишилик қоғдиниш қаидәлиригә бойсунушқа йәнә бир қетим чақиримән. техи бурунқи күнләргә пүтүнләй қайтмидуқ, пәқәт ваба тәдбирлири астида һайатни бир аз асанлаштуруш үчүн тиришиватимиз. һайатимизни узунғичә ваба тәһдитигә қарши өзимизни қоғдайдиған тәдбирләр бойичә давамлаштурушқа мәҗбурмиз.»

у ваба мәзгилидә һәр хил саһәләргә қилинған маддий йардәм тоғрисидиму тохталди. у түркийәниң бундин кейин шәкиллинидиған йеңи дунйа тәртипидә, өзигә лайиқ болған орунға игә болидиғанлиқини қәйт қилди.

у 21-майда истанбулниң санҗактәпә районида вабаға қарши селиниватқан дохтурханиниң ечилиш мурасимини йапонийә баш вәзири шинзу аби билән бирликтә өткүзидиғанлиқлирини билдүрүп: «қаидәләргә риайә қилип, намайан қилған сәвр вә көрсәткән пидакарлиқлар үчүн, пуқралиримизниң һәр биригә тәшәккүр ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر