бүгүн җумһур рәислик кабент йиғини өткүзүлиду

җумһур рәислик кабенти бүгүн (2020-йили 11-май) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида топлиниду.

1414865
бүгүн җумһур рәислик кабент йиғини өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн җумһур рәислик кабенти рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида топлиниду. бүгүнки җумһур рәислик кабенти йиғининиң күнтәртипидә, вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлири даирисидә нормаллишиш җәдвели вә вабаға қарши күрәш әһвали қатарлиқ маддилар бар.

йиғинда, күндилик йуқумлиниш саниға қарап чиқилиду вә билим кеңишиниң тәвсийәлири бойичә йеңи қәдәмләр бесилиду.

йиғинниң күнтәртип маддилирида йәнә, һәптә ахири йолға қойулуватқан сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимилири бар болуп, бу қетим сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимиси  19-майни өз ичигә алған шәкилдә төт күнгә чиқирилиши мумкин.

65 йаштин йуқири вә 20 йаштин төвәнләрниң сиртқа чиқишиға мунасивәтлик йеңи тәдбирләр йолға қойулуши, шундақла сиртқа чиқидиған күн вә саәт вақти көпәйтилиши мумкин.

йиғинда, қатнаш чәклимилири йолға қойулған вилайәтләрниң нөвәттики әһвали музакирә қилиниду. буниңдин башқа, ресторан, қәһвәхана вә тортханиларниң әһваллириму музакирә қилиниду.

ливийә вә сүрийә мәсилилири ташқи сийасәттә алдинқи орунда туридиған күнтәртип маддилири болиду. ливийәдики тоқунушлар йеқиндин көзитилиду.

сүрийә маддисида, идлибтин кәлгән истихбарат доклатлиридики шималий сүрийәдә бихәтәр қилинған районларға нисбәтән пәйда қилиниватқан террорлуқ тәһдитлиригә диққәт мәркәзләштүрүлиду.бу тәһдитләргә қарши елинидиған тәдбирләр музакирә қилиниду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йиғиндин кейин байанарт елан қилиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر