адийаманда 3 террорчи бир тәрәп қилинди

адийаман тағлиқ районида һава вә қуруқлуқтин зәрбә бериш һәрикити елип берилип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1412519
адийаманда 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, ички бихәтәрликни капаләткә игә қилиш һәрикәтлири дәирисидә вилайәтлик жандарма қоманданлиқи алаһидә һәрикәт қисимлириниң адийаман тағлиқ районида һава вә қуруқлуқтин зәрбә бериш һәрикити елип берип, 3 террорчини бир тәрәп қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, райондики зәрбә бериш һәрикәтлириниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر