түркийәниң 2 – йардәм айропиланиму америкаға йетип барди

түркийә америка қошма иштатлириға әвәткән теббий лазимәтликләр қачиланған 2 – һәрбий йүк айропилани пайтәхт вашингтонға йетип барди.

1409248
түркийәниң 2 – йардәм айропиланиму америкаға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән әвәтилгән, теббий лазимәтликләр қачиланған  түркийә армийәсигә аит « C-130» типлиқ һәрбий йүк айропилани, шу җай вақти саәт 16 дин 20 минут өткәндә (әнқәрә вақти саәт әнқәрә вақти 23 дин 20 минут өткәндә) пайтәхт вашингтон әтрапидики адревс һава армийәси базисиға қонди.

айропиландики теббий лазимәтликләр қачиланған йешикләрниң үстигә, җумһур рәислик сарийи бәлгиси қадалди, һәмдә 13 – әсирдә йашап өткән алим, мутәсәввип мәвлана җалалидин руминиң «үмидсизликтин кейин қанчилиған үмидләр бардур, қараңғу түнләрдин кейин сан – санақсиз таңлар атиду» дегән сөзлири ингилиз вә түрк тиллирида йезилди.

сәйшәнбә күни әвәтилгән тунҗи айропиландикигә охшашла, бу қетимқи айропиландики йешикләрму маска, тулум, йүзни қоғдаш үскүниси, дезинфексийә дориси, вә қоғдиниш көзәйники қатарлиқ  теббий лазимәтликләрни өз ичигә алиду.

түркийә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә 55 дөләткиму теббий лазимәтликләр йардәм қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر