пүткүл түркийәдә «истиқлал марши» бирла вақитта оқулиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқи мунасивити билән пүткүл түркийәдә «истиқлал марши» бирла вақитта оқулиду.

1403992
пүткүл түркийәдә «истиқлал марши» бирла вақитта оқулиду

түркийә авази радийоси хәвири: «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири сәвәбидин, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлиригә чәклимә қойулди. шуңа, бүгүн кәчтә саәт 21 дә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «истиқлал марши» ни оқуйду, милйонларчә түркийә хәлқиму өйлириниң балконлириға чиқип, әрдоғанға җүр болуп «истиқлал марши» оқуйду.

бу паалийәт телевизийә қаналлирида нәқ мәйдандин тарқитилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر