әрдоған: түркийә өз күчигә тайинип пут тирәп туралайдиғанлиқини намайән қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқаралиқ тәшкилатлар өз қиммитини йоқийип қойуватқан һалқилиқ бир пәйттә түркийәниң өз күчигә тайинип пут тирәп туралайдиғанлиқини пүткүл җаһанға көрситип қойғанлиқини ейтти.

1401681
әрдоған: түркийә өз күчигә тайинип пут тирәп туралайдиғанлиқини намайән қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған истанбул башақшәһир дохтурханисини ишқа кириштүрүш мурасимида қилған сөзидә, дөләтлик вә хусусий дохтурханиларниң һәмкарлиқида түзүп чиқилған лайиһә даирисидә 10 шәһәр дохтурханисиниң ишқа кириштүрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: «бүгүн 540 данә толуқ җаһазланған үскүниләргә, 19 данә һава аппарати вә заманиви җиддий қутқузуш филолиридин биргә игимиз. җүмлидин түркийә сәһийә саһәсидә аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүрмәктә. <вухән вируси> дин кейин қайтидин орнтилидиған дунйа түзүмидин дөлитимизни тегишлик орун алғузуш үчүн бирлик вә баравәрлик асасида имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрситимиз. пүткүл җаһан шамалдурғуч нуқтисида қийинчилиққа дуч кәлмәктә, әмма биз бу басқучтин мувәппәқийәтлик һалда өттуқ. йеңи дәврдә , биз йеңичә пилан – лайиһә вә хизмәт - мулазимәт еиңини чиқиш нуқта қилип, дөлитимизни һәмишә қәдәммуқәдәм қудрәт тапқузимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر