әнглийә, украина вә ирақтин йүзләрчә киши қайтуруп келинди

түркийә әнглийә, украина вә ирақтин 700 гә йеқин адәмни қайтуруп келип, түркийәниң һәрқайси җайлиридики оқуғучилар йатақлириға орунлаштурди.

1399980
әнглийә, украина вә ирақтин йүзләрчә киши қайтуруп келинди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси (ковид – 19) дин қоғдиниш тәдбирлири даирисидә түркийә пуқраси 262 киши әнглийәниң пайтәхти лондондин айропилан билән әнқәрә әсәнбоға айродурумиға елип келинди.

әнглийәдин елип келингән түркийә пуқралири саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлгәндин кейин аптобуслар селинип чанқиридики бир оқуғучилар йатиқиға орунлаштурулди.

142 нәпәр түркийә пуқрасини елип украинадин қозғалған түрк һава йоллири ширкитиниң бир йолучилар айропилани трабзон айродурумиға қонди؛ айропиландикиләр саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлгәндин кейин ризәдики бир оқуғучилар йатақ бинасиға орунлаштурулди.

ирақта ишчи болуп ишләватқанлар вә инженерлар болуп 271 киши түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани билән қәйсәригә елип келинди.

чәт әлдин қайтуруп келингәнләр 14 күн бойичә карантин қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر