түркийә хитайға наразилиқ билдүрүп, изаһат тәләп қилди

түркийә хитайниң ковид-19 сәвәбидин әрменийәгә йоллиған йардәм оралмилириға «ағри теғи»ниң исмини йазғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, хитайдин изаһат тәләп қилди.

1396344
түркийә хитайға наразилиқ билдүрүп, изаһат тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқини байанатчиси һами ақсой вирус йуқумиға қарши күрәш даирисидә хитайниң әрменийәгә йоллиған йардәм йешиклиригә ағри теғиниң исмини йазғанлиқиға алақидар соалларға йазма җавап қайтурди.

һами ақсой мәзкур хәвәрдин кейин түнүгүн ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси дең ли вә бейҗиңда ташқи ишлар министирлиқидин сүрүштә қилишни башлап, изаһат тәләп қилғанғанлиқини ейтти.

һами ақсой: «баш әлчи дең әрминийәгә әвәткән йардәмниң йәрлик һөкүмәт тәрипидин тәййарланғанлиқини вә бир хусусий ширкәт тәрипидин ереванға йәткүзүлгәнликини, йәрлик һөкүмәтниң оралмиларға дәсләптә пәқәт хитайчә йазғанлиқини, униңда ағри теғи тилға елинмиғанлиқини ейтти. инглизчә йезилғанда ағри теғиниң кейин қошулғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди» деди.

һами ақсой баш әлчи деңниң һазир бу ишларниң тәкшүрүливатқанлиқини, нәтиҗисини түркийә тәрәпкә чоқум уқтуридиғанлиқини ейттқанлиқини әскәртип, «баш әлчиси дең бу мунасивәт билән хитайниң түркийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر