чавушоғлу оливер варһелйи билән телефонда көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йавропа иттипақиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер варһелйи билән телефонда көрүшти.

1394262
чавушоғлу оливер варһелйи билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу оливер варһелйи билән телефонда көрүшкәндин кейин тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «йавропа иттипақиға әза дөләтләр билән намзат дөләтләр корона вируси (ковид – 19)ға қарши ортақ күрәш қилиши керәк. сәһийә, сода вә қатнаш саһәлиридә түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтишимиз лазим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر