24 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәдики тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси 24 террорчи бир тәрәп қилинди.

1391135
24 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдики тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә орунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси 24 террорчи командир җәңчилиримизниң ғәлибилик елип барған зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, «террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониниң хатирҗәмлик вә тинчлиқиға бузғунчилиқ қилиш мәқситидики соқунуп кириш орунуши қәһриман командирлиримиз тәрипидин тосуп қилинди. п к к / й п г әзаси 24 террорчи ғәлибилик елип берилған зәрбә бериш һәрикити арқилиқ муддиалириға йетәлмәстин битәрәп қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар министирлиқи тәрипидин елип бериливатқан зәрбә бериш хизмәтлири даирисидә, март ейида 8041 қетим һәрикәт елип берилип 89 террочи бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر