түркийә – русийә қисимлири ортақ чарлаш елип барди

түркийә – русийә қисимлири сүрийәдә «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида 38 – қетим ортақ чарлаш елип барди.

1390732
түркийә – русийә қисимлири ортақ чарлаш елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «<москва келишими> даирисидә идлибтики < M4>  таш йолида, түркийә – русийә қисимлири <вухән вируси> ға қарши күрәш тәдбирлиригә риайә қилған асаста ортақ чарлаш елип барди.»

министирлиқ тәрипидин һәмбәһирлишилгән фото сүрәтләрдиму, һәр икки дөләт әскәрлириниң маска тақиған вә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлиригә риайә қилған асаста вәзипә өтигәнлики көрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر